сөзи: Камунар Турсунов
Музыкиси: Ризайдин Сеитов
Бүгүн шатлиқ бүгүн той аилимиздә,
Нәғмә-нава яңраттуқ биз өйимиздә.
Қериндашлар қатарин толтуруп бүгүн,
Йәнә гөзәл бир инсан қошулди бизгә.
Мубарәк тойуң көйүмчан укам,
Вападар есил қәдирдан оғлан…
Алитағдәк тиләкләр, бизниң жүрәктә,
Сениң орнуң биз үчүн дайим бөләкчә.
Саңа садиқ яр болсун талиған гүлүң.
Алтун укам шатлиқта өтсун өмүрүң.
Жигитләрниң султани сумбатлиқ акам,
Бизгә дайим йөләнчи вижданлиқ акам.
Мәликәңму яришип турупту яндаш,
Бизгә болсун һәдимиз бир жан қериндаш.
Мубарәк тойуң көйүмчан акам Вападар есил қәдирдан оғлан…
Алитағдәк тиләкләр, бизниң жүрәктә,
Сениң орнуң биз үчүн дайим бөләкчә.
Саңа садиқ яр болсун талиған гүлүң.
Алтун акам шатлиқта өтсун өмүрүң.
Алитағдәк тиләкләр, бизниң жүрәктә,
Сениң орнуң биз үчүн дайим бөләкчә.
Саңа садиқ яр болсун талиған гүлүң.
Қериндишим шатлиқта өтсун өмүрүң.
Алтун укам шатлиқта өтсун өмүрүң